Hava Durumu

+12
°
C
H: +16°
L: +
Алматы
Понедельник, 30 Май
Прогноз на неделю
Вс Вт Ср Чт Пт Сб
+13° +20° +23° +21° +22° +23°
+11° +12° +13° +13° +11° +13°

Бесағаштики яш шахматчилар

Балиларни қоғдаш күни мунасивити билән Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисидики Мәдәнийәт өйидә кәң көләмлик шахмат турнири өткүзүлди. Мәзкүр тәдбир Алмута вә униңға йеқин орунлашқан йезилар миқиясида шахмат спорт түрини умумлаштуруш, балиларниң әқлий спортқа болған қизиқишини ашуруш, талантлиқ спортчиларни ениқлаш, күчлүк яш шахматчиларни бәлгүләш һәмдә өсүп келиватқан әвлатниң бош вақтини пайдилиқ вә мәзмунлуқ уюштуруш мәхситидә өткүзүлди.
04.06.2026
Бесағаштики яш шахматчилар

Турнирни Жумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Талғир наһийәликспорт комитетиниң йетәкчиси Салайдин Самахунов уюштурди. Мусабиқиниң баш қазиси вә модератори сүпитидә Долқунҗан Розиев паалийәт елип берип, мусабиқиниң жуқури дәриҗидә вә адил өткүзүлүшигә өз һәссисини қошти.Турнирға 2012–2020-жиллири туғулған оғул вә қиз балилар һәқсиз қатнашти. Адил риқабәтни тәминләш мәхситидә қатнашқучилар яш алаһидилигигә қарап 2020–2021, 2018–2019, 2016–2017, 2014–2015 вә 2012–2013-жиллири туғулғанлар болуп бир нәччә топқа бөлүнди. Мусабиқә оғуллар вә қизлар арисида айрим өткүзүлди. Шахмат учришишлири швейцария системиси бойичә 9 турда өткүзүлди. Һәрбир партиягә 10 минут вақит берилип, һәр бир жүрүш үчүн қошумчә 5 секунд қошулуп турди. Бу шәкилдики мусабиқә қатнашқучиларниң пәқәт нәзәрийәлик билиминила әмәс, бәлки тез вә тоғра қарар қобул қилиш қабилийитиниму намайиш қилиш имканийитини бәрди. Турнирниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға Жумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Талғир наһийәлик шөбисиниң рәиси Каминур Супиева, наһийәлик шөбиниң баш жигитбеши Октябрь Қурбаниязов, йеза мөтивәри Болатбек Тоқтасынов вә Алмута вилайитиниң шахмат бойичә чемпиони Владимир Беломоин қатнашти. Талғир наһийәлик спорт комитетиниң рәһбири Салайдин Самахуновниң тәкитлишичә, бундақ мусабиқиләр балиларниң әқлий иқтидарини тәрәққий әттүрүш билән бир вақитта, һәр хил жутлардин  кәлгән яш спортчилар арисидики достлуқ мунасивәтлирини мустәһкәмләйду.

- Мәзкүр тәдбирниң жуқури дәрижидә өтишигә өзиниң салмақлиқ һәссини қошқан, шундақла һамийлиқ қилип, қоллап қувәтлигән  Дамир Яхьяров башқурған бесағашлиқ яшлар комитетиға, униңдин бөләк Билалдин Һошуров, Зәйиндин Ғожахметов, Өмәржан Хошназаров, Долқун Разиев, Даутжан Масимахунов, Һасан Кулеков, Шәмшидин Исламовларға чоңқур миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз, -дәп сөзини йәкүнлиди Салайдин Самахунов.

— Мәзкүр шахмат турнирини наһийәлик спорт комитетиниң йетәкчиси Салайдин Самахунов уюштурди. Дәсләп мусабиқини стадионда өткүзүшни ойлиған едуқ. Амма һава райиниң өзгиришчанлиғини инавәткә елип, Мәдәнийәт өйидә өткүзүшни тоғра көрдуқ.  Алмута вә Талғир шәһәрлиридин, Талғир наһийәсигә қарашлиқ Қизил Туғ, Туздыбастав, Гүлдала, Қизил Ғәйрәт, вә Бесағаш йезилиридин, Или наһийәсигә қарашлиқ Көкқайнар вә Түймебаев йезилиридин йүздин ошуқ бала тиркилип, бүгүнки күндә өз күчини синаватқанлиғи биз үчүн чоң хошаллиқ, — деди Октябрь Қурбаниязов.

Бир күн давамида мусабиқә залида сағлам риқабәт муһити һөкүм сүрди. Яш шахматчилар жуқури диққәтчанлиқ, әқлий иқтидар вә ғалибийәткә болған интилишини намайиш қилди. Көплигән қатнашқучилар үчүн бу турнир өз маһаритини синаш билән бир вақитта, йеңи мусабиқә тәҗрибисини топлаш пурситигә айланди.Мусабиқә йәкүни бойичә ғалиблар вә мукапатлиқ орун саһиплири кубоклар, медальлар вә пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Алтә яшлиқ оғуллар арисида Ерназар Қуанышбекулы (Бесағаш), Альтаир Сейтенов (Көкқайнар), Абдурахман Сеилбеклар (Түймебаев), қизлардин Аль Нура Алимбек (Бесағаш), Айлин Амиреевалар (Бесағаш) йеңип алди. Сәккиз яшлиқ оғуллар арисидин Алижан Алибек (Бесағаш) Тәуекел Қасымқан (Туздыбастав), Асыл Қайранбай (Бесағаш), қизлардин Қулпыр Шуғай (Туздыбастав), Райана Султан (Бесағаш), Сара Ержанлар (Бесағаш) ғалип чиқти. Он яшлиқ оғуллардин Алан Кененбаев (Туздыбастав), Айтуар Ерболат (Талдыбулақ), Нурғали Абат (Алмута), қизлардин Алуа Кененбаева (Туздыбастав), Алия Нурлан (Туздыбастав), Айсезим Нурланқизи (Талдыбулақ) йәңди. Он икки яшлиқ оғуллардин Амаль Фролов (Талғир), Елнур Нурлыбай (Түймебаев), Бексултан Қайырбек (Көкқайнар) қизлардин болса Альмира Толепбергенова (Туздыбастав), Жансая Марат (Алмута), Асель Жалғас (Талдыбулақ) топ ярди. Он төрт яшлиқ оғуллар арисида Рашидин Маликов (Талғир), Аңсар Кеңесбай (Туздыбастав), Ернар Ботай (Түймебаев) қизлардин Айшуақ Ерликқизи (Алмута), Амина Газиева (Бесағаш), Халида Кебировалар (Бесағаш) ғалип чиқти. Бирақ бу чариниң әң муһим нәтиҗиси мукапатлар әмәс, бәлки балиларни әқлий спортқа җәлип қилиш, уларниң хатирисини, диққитини, стратегиялик ойлаш қабилийитини вә тоғра қарар қобул қилиш маһаритини риваҗландуруш болди. Бесағашта өткүзүлгән шахмат турнири һәқиқий мәнадики балилар байримиға айлинип, спорт, достлуқ вә әқлий тәрәққиятниң бир мәйданда җәм болғанлиғини йәнә бир қетим испатлиди. Шундақла шахматниң яш әвлат арисида әң пайдилиқ вә муһим спорт түрлириниң бири екәнлигини көрсәтти.

Қәлбинур ХОШНАЗАРОВА,

Қазақстан журналистлар

 иттипақиниң әзаси.


Back